Уйгурская энциклопедия, том 2. Сказки о животных.. Уйгурские Народные Сказки. Читать онлайн. Newlib. NEWLIB.NET

Автор: Уйгурские Народные Сказки
Издательство: Автор
Серия:
Жанр произведения:
Год издания: 2023
isbn:
Скачать книгу
делаешь, вместо того, чтобы помочь мне, – слабо произнес тигр. Лисица же взобралась на голову тигра и сказала:

      – Что я делаю? Я разделалась с Вами так же, как и с Вашими родителями.

       ҺӘМЗА БАЙ ВӘ ТҮЛКӘ

      Авилисида Һәмза дегән бир адәм болған екән. Бу адәм тапқиниға өрүкла йәйдекән. Бир күн әқил-һошиға келип, шу өрүкни – «мәнма тәрсәм болмамда?» – дәп, бир түпла өрүк тикип қоюпту. Күнләрдин -күнләр өтүпту, айлардин -айлар өтүп, жиллардин-жиллар өтүп, бир күни бу өрүккә мевә кирипту. Мевә пишипту, бирақ Һәмзә бу өрүкниң пишип, йәргә чүшкининила йәйдекән. Шундақтиму байқиғидәк болса, бу өрүкниң мевиси күндин-күнгә азийип барғидәк. Буни көрүп, у: «Мениң өрүгүмни оғри елип йәватқанғу охшайду», дәп өрүккә йелим сүркәп қойидиған бопту. Бир күни кечиси чиқип қариса, бу өрүккә бир түлкә йепишип қапту. Һәмзә бир таяқни елип, жүгрәп келип:

      – Сән мениң өрүгүмни йәп түгитипсән! – дәп, түлкини урмақ болғанда, түлкә:

      – Һәй, Һәмзә, мән саңа бир яхшилиқ қилай, мени өлтүрмисәң! – дәпту.

      Һәмзә:

      – Қени, қандақ яхшилиқ қилисәнкин? – дәп түлкини өрүктин бошитиветиду. Түлкә шу йәрдинла әң чоң байниң өйигә берип:

      – Һәмзә падиша мени сизниң үнчә-мәрвайит тасқайдиған ғәлвүриңизни соритип әкәлсун дәп әвәтти, – дәпту. Бай дәрру ғәлвүрини түлкигә берипту. Түлкә ғәлвүрни елип, у йәрдин-бу йәрдин бирнәччә тал үнчә-мәрвайитни соравелип, гәлвүрниң төшүклиригә тиқип, егисигә қайтуруп бериветипту.

      Бай:

      – Үнчә-мәрвайити ғәлвүрдә қаптиғу? – десә, түлкә:

      – Вай, андақ үнчә-мәрвайит Һәмзә падишаниң беғида миңлап ятиду! – дәпту.

      – Вай, у киши бай екәнғу? – дәпту ғәлвүрниң егиси. Бирнәччә вақит өткәндин кейин, түлкә бу байниң өйигә әлчиликкә кәптудә:

      – Һәй, бай, Һәмзә падиша қизини маңа бәрсун деди, сиз қизиңизни бериң, – дәпту. Бай падишаға «яқ» дәп ейталмай, қизини беридиған бопту, андин түлкә:

      – Қанчилик той болсиму, Һәмзә падишаниң өйидә қилимиз, – дәпту. Бай буниңғиму көнүпту. Түлкә:

      – Мән қуйруғумға бир бағ қамқақ бағлап сөритип меңип, падишаға хәвәр қилип қояй, силәр кәйнимдин, меңип изимдин чиқмастин, падишаниң өйини тепип келисиләр, – дәпту. Түлкә тойни Һәмзәниң өйидә өткүзүшкә номус қилип, йәттә башлиқ ялмавузниң өйигә қарап меңипту. Түлкә кетип барса, алдиға Йәттә башлиқ ялмавузниң бирнәччә миң қойлирини беқиватқан қойчисиға дучар бопту. Түлкә:

      – Бу кимниң қойлири? – дәп сориса:

      – Йәттә башлиқ ялмавузниң, – дәп җавап қайтурупту қойчи. Түлкә:

      – Һәй, қойчи, сән әву келиватқан әскәрләрни көрдүңму? У әскәрләр йәттә башлиқ ялмавузни өлтүргили келиватиду. Улар келип, бу кимниң қойлири? – дәп сориғанда, сән: «Һәмзә падишаниң» десәң, аман қалисән, – дәп үгитип қоюп кетипту. Түлкә йәнә бираз маңғандин кейин униңға калиларни беқип жүргән малчи дучар бопту.

      – Бу кимниң калилири? – дәп сориса,

      – Йәттә башлиқ ялмавузниң, – дәпту малчи.

      Түлкә:

      – Һәй, малчи, әву келиватқан әскәрләр йәттә башлиқ ялмавузни өлтүргили келиватиду. Бу калилар йәттә