Уйгурская энциклопедия, том 2. Сказки о животных.. Уйгурские Народные Сказки. Читать онлайн. Newlib. NEWLIB.NET

Автор: Уйгурские Народные Сказки
Издательство: Автор
Серия:
Жанр произведения:
Год издания: 2023
isbn:
Скачать книгу
беришни өтүнүпту.

      – Яқ, – дәпту түлкә, – силәрни дәп, җенимдин айрилишни халимаймән.

      – Қорқма, – дәпту бөрә, – сән неридин көрситип қойсаңла болиду. Қалғинини өзлиримизгә қоюп бәр.

      – Шундақ қил, у мәхлуқниң карамитини бир көрүп бақайли, – дәпту ейиқ, – әгәр у сениң дегиниңдәк болса, тақабил туруш чарисини қилмисақ болмайду…

      – Бопту, башлап барсам барай, – дәпту түлкә тәсликтә, – амма униң қешиға қуруқ қол барсақ, өзимиз йәм болуп кетимиз, униңға анчә-мунчә соға-салам елип барайли, соға-саламни көрүп, униң көңли юмшап қалса һәҗәп әмәс.

      Түлкиниң мәслиһити ейиқ билән бөригә муң йеқипту. Шуниң билән булар үч тәрәпкә бөлүнүп овға атлинипту. Ейиқ таққа чиқип бир қотазни өлтүрүп, үстигә артип кәпту. Бөриму мәһәллигә берип, бир қойни өлтүрүп елип кәпту. Уңғичә түлкә бир қирғавулни ғиққидә оғут тәйярлап күтүп турупту. Бу үчәйлән җәм болғандин кейин мөшүкни издәп йолға чиқипту. Бир орманлиққа кәлгәндә түлкиниң хиялиға бир ой кәпту вә ейиқ билән бөрини тохтитип: ағиниләр, биз мундақ очуқ-ашкарә барсақ, зиян тартимиз, шуңа йеқин қалғанда тәйярлиған соғатларни бир йәргә қоюп, өзимиз мөкүвалайли. У мәхлуқниң карамитиниң қандақлиғини гөшни йегәндин кейин билимиз, – дәпту.

      – Катта әқил болди, – дәпту ейиқ түлкиниң тәдбирини қувәтләп.

      – Қени, бу чарини синап бақайли, – дәпту бөрә. У түлкиниң касапәтлигини билидекән. Алдаватамдекин, дәп гуман қилидекән.

      Шундақ қилип, бу үч жиртқуч йошурунмақчи болупту. Ейиқ иштик жүгрәлмәйду дәп көзи алдиға кәлтүрүп, әнсирәп, бир қариғай үстигә чиқип, шахниң далдисиға өзини апту. Бөрә, у ян издәп, бу янни издәп, қариғайниң түвидики азғалға чүшүп, үстигә шах-ғазаңларни йепивапту. Түлкиму һәр еһтималға дәп, йоған бир қорам ташниң арисидики қисилчаққа кирип йошурунупту.

      Бир һазадин кейин мөшүк бир дәссәп, икки дәссәп җаңгалдин чиқип кәпту вә мәйданда ятқан қотаз, қой, қирғавулларни көрүп, ағзиға сериқ су жиғилип, йеқинлап кәптудә, қотазниң гөшини чишләп үзәлмәй турғинида, азгалда ятқан бөриниң ичи пушуп, мөшүкни көрүш үчүн бешини көтәргән екән, ғазаңлар шалдирлап кетипту. Ғазаңларниң мидирлиғинини көргән мөшүк: «Ғазаңниң астида чашқан бар охшайду, чиш өтмигән гөшкә һәпиләшкичә, чашқинимни тутмаймәнму» дәп ойлаптудә, азгалға етилипту.

      «Қотаз билән қойниң гөшлиригә қанаәт қилмай, мениму қошуп йәветидиған охшайду» дәп ойлиған бөрә қорққинидин чеқирап, орнидин туруп кетипту вә өлә-тирилишигә бақмай, өзини җаңгалға етипту. Бөриниң туюқсиз сәкрәп чиққинидин қорқуп кәткән мөшүк: «Апла, дозаққа чүшүп қалған охшаймән» дәп ойлап, җан һәлқумида өзини кәйнигә бир атқан екән, удул берип түлкә ятқан қисилчақниң үстигә чүшүпту.

      Әҗайип мәхлуқниң ейиқ билән бөриниң алдидики тамашисини көримән, дәп ширин хиял сүрүп ятқан түлкә мөшүкниң өзиниң үстигә чүшкинини көрүп, җан-пени чиққидәк қорқуп, жулқунуп бир сәкрәптекән, қисилчақтин чиқип кетипту. Түлкә «Пинхан пана нәдисән!» дәп налә қилғиничә, қуйруғини чатириғиға қистуруп, шундақ жүгрәптики, «Һай-һой» дегичә