Уйгурская энциклопедия, том 2. Сказки о животных.. Уйгурские Народные Сказки. Читать онлайн. Newlib. NEWLIB.NET

Автор: Уйгурские Народные Сказки
Издательство: Автор
Серия:
Жанр произведения:
Год издания: 2023
isbn:
Скачать книгу
амма һорун екән.

      Униң үстигә ов овлашни билмигәчкә, өлгән һайванларниң тапилирини қарға-қузғунлар билән биллә йәп җан бақидекән.

      – Ай – күнләрниң өтүши билән йолвас бөрә, түлкә дегәндәк гөшхор һайванларниң ов овлаштики маһаритини көрүп, өз көңлидә булар мәндин кичик, амма башқа һайванлар улардин әйминиду. Мәндиму әшуларда болған маһарәт болған болса, мундақ ач жүрмәс едим, дәп ойлапту. Түлкиниң алдиға берип йелинип-ялвуруп, ов овлаштики маһаритини өзигә үгитип қоюшини илтимас қипту. Түлкә йолвасқа һеҗийип туруп мақуллуқ билдүрүптудә, уни кәйнигә селип, орманни айлинишқа башлапту. Йолвас түлкиниң кәйнидин соқулдап, таза һарған болсиму, чидап униңға әгишипту. Меңип-меңип бир очуқчилиққа кәлгәндә, түлкә йолвасқа қарап:

      – Қара, әву йәрдә бир тошқан туриду. Мән саңа қарап турай, йәр беғирлап аста шәпә чиқармай берип, бирнәччә қәдәм қалғанда етилдә, уни тутуп алдимға елип кәл, – дәпту. Йолвас түлкиниң үгәткини бойичә қосиғини йәргә чаплап аста келип тошқанға бирнәччә қәдәм қалғанда өзини униңға бир атқан екән, қапқанға чүшүп қалғили тас қапту. Түлкә һеҗийип, униң алдиға кәптудә, овчиниң йәмчүк қилиш үчүн қоюп қойған өлүк тошқанни елип кетип қапту. Йолвас түлкиниң уятсизлиқ қилғанлиғини, өзини қапқанға дәссәтмәкчи болғанлиғини билип, көңлидә ғәзәплинипту. Бирақ түлкигә чеқилишқа көзи йәтмәпту.

      У ғәмкин кетиватқанда, су бойида бир кейик балисини мәззә қилип йәватқан бөригә ялвуруп қаптудә, шөлгәйлирини еқитип, униңға жирақтин тәлмүрүп қарап турупту. Қосиғи раса толған бөрә йолвасқа кейик балисиниң сала, ғаҗиланған устихинини ташлап берипту. Йолвас бөриниң бу илтипатиға һәшкалла етипту вә униңдин өзиниң ов овлаштики маһаритини азирақ болсиму үгитип қоюшни өтүнүпту. Йолвасниң бу гепини аңлиған бөрә ғәзәплинип:

      – Һәй, ләқва, сән илтипатимға қанаәт қилмай, йәнә һүниримни үгәнмәкчиму? Мана саңа, дәптудә, йолвасқа бир етилипла, униң еғиз-бурнини қанқа бояветип, кетип қапту.

      Аридин бирнәччә вақит өтүп йолвасниң ачлиқтин җени һәлқумиға келип ятқанда, алдида бир мөшүк даңлаватқан бир төрт ява кәптәрниң әтрапини айлинип келип, туюқсиз етилип берип, бир кәптәрни тутувелип, мәззә қилип йәватқанлиғини көрүпту. Өзидин нәччә һәссә кичик бир мөшүкниң өз олҗисини шунчә әпчиллик билән қолға чүширишини көргән йолвасниң жүригини һәсәт оти қаплап, униң алдидики кәптәрни тартивелишни ойлиған болсиму, амма униңға көзи йәтмәпту вә көңлидә, мана бу мөшүккиму бир дәп бақай, өз һүнирини үгитип қойса, һәҗәп әмәс, дәп ойлап, мөшүкниң алдиға кәпту вә:

      – Салам, мөшүкҗан, сиздики ов овлаштики маһарәтлири һәқиқәтән қалтис екән. Сили маңа устаз болуп, бу маһарәтлирини үгитип қойған болсила, – дәпту.

      Мөшүк йолвасниң сүрлүк теләтидин әйминип туруп, униңға:

      – Мән җанаплиридин кичик турсам, өзлиригә қандақ устаз болалаймән? – дәпту. Йолвас мөшүккә өз бешидин өткән сәргүзәштилирини, ғурбәтчилик турмушини бир-бирләп сөзләп, йелинишқа башлапту. Шуниң билән мөшүк йолвасқа өз һүнирини үгитип қоюшқа рази боптудә:

      – Сили мениң үгәткиним бойичә иш көрсилә, тез муддәттә ов овлаш маһаритини үгинип болалайла, – дәпту.

      – Чоқум