– Бечарә балам, кесәл болуп қалған охшайсән. Өдәкхан дохтурни чақирип келәй, мән кәлгичә җимирақ олтирип турғин, – деди.
Асланханниң көзлиридә хошаллиқ нурлири чақнап кәтти. У бешини лиңшитип:
– Мақул ана, сән чақирип кәлгин, мән җим олтирип туримән, – деди.
Мөшүкхан дәрһал өйдин чиқип, ишикни сирттин қулуплап қоюп, кетип қалди.
Асланхан анисиниң қариси йоқилиши билән тәң, деризини ачтидә, сиртқа чиқип кәтти.
Асланхан чимәнликкә барди, лекин униңға бирәр кепинәкму учримиди. Мекиян вә униң балилири учриған җайғиму барди, лекин уларму көрүнмиди. У әнди көл бойиға бармақчи болуп, шунчә көп маңсиму, көл бойиға йетип келәлмиди. Асланхан әтрапқа қарап, бирдин чоң сөгәт дәрәқниң сайисида сүрәт сизиватқан тошқанханни көрди. Асланхан униң қешиға кәлди.
– Бу немә қиливатқиниңиз? – дәп сориди асланхан һәйран болуп.
Тошқан өрүлүп қариди вә сизиштин тохтимай туруп:
– Ойниғили кәлдиңизму? – деди.
– Һә, мени биләмсиз?
– Өзиңизни техи көрүп бақмиған, лекин аниңизни тонуймән, сиз мөшүкхан һәдәмниң балисиғу дәймән.
Асланхан бешини лиңшитип, қуйруғини шипаңлитип қойди.
– Мән сәвзә сизиватимән, – деди тошқанхан жирағирақ берип, бир көзини қисип, рәсимгә қарап, – қандақ хелә охшаптиму?
– Сәвзә дегиниңиз немә?
– Тоғра, сиз билмәйсиз, бир өсүмлүк, мән уни яхши көрүп йәймән.
– Мән йәп бақмиған.
– Тоғра, сиз чашқан йәйсиз, шундақму? Мән сизгә бир чашқан сизип берәй.
Тошқанхан бир варақ ақ қәғәзни алдидики тахтайға миқлап, бирдәмдила бир чашқаниң рәсимини сизип көрсәтти, асланхан хошал болуп, чавақ чалди.
– Мәң, буни сизгә соға қилдим, – деди тошқанхан.
Асланхан күлүмсиригиничә рәсимгә қариди. «Чашқан» худди асланхандин қорқуп, қачмақчи болуватқандәк көрүнди. Асланхан бирдинла хирис қилди, униң бурутлири ликилдап кәтти. У чирилдап туруп «чашқанни» чайнивәтти, бирақ рәсимниң бояқлири асланханниң ағзини аччиқ қиливәтти.
Тошқанхан асланханниң бу қилиғидин өзини туталмай, қақахлап күлүвәтти. Асланхан чирайини түрүп, тошқанханға бир алайдидә, қуйруғини шипаңлитип қоюп, кетип қалди.
Прошло три дня, и Асланхану снова захотелось выйти во двор. Он хотел пойти на лужайку и погоняться за бабочками, погулять около озера. И еще, если выдастся удобный случай, наказать гусенка госпожи Гусыни. Но после того случая госпожа Кошка еще больше следила за своим сыночком и не выпускала из дома. И вот, котенок начал крушить и ломать в доме все, что попадалось ему на пути.
– Дорогой мой, что с тобой случилось? – в удивлении спрашивала мама Кошка. – Ска-жи, о чем ты переживаешь? Я сделаю для тебя все, что ты скажешь! Принесу тебе все, что ты захочешь.
Но Асланхан продолжал крушить все в доме.
– Бедный мой ребенок, наверное ты заболел. Позову-ка я доктора Утку, а